EST
1
Падиша Аһашвирушниң Ваштини ханишлиқ мәртивисидин еливетиши
1-2Төвәндики вақиә падиша Аһашвируш заманида йүз бәргән. Аһашвируш Суза шәһиридики падиша тәхтидә олтирип, Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған еди. 3У һөкүмранлиғиниң үчинчи жилида барлиқ алий әмәлдарлири билән бәглиригә бир чоң зияпәт бәрди. Зияпәткә Персийә билән Медияниң әскәрбашлири, һәр қайси өлкиләрдики жуқури дәриҗидикиләр вә алий әмәлдарлар келип қатнашти. 4Зияпәт алтә ай давамлашти. Падиша бу җәриянда уларға өз империясиниң байлиғи вә өзиниң шан-шәривини намайән қилди.
5Арқидинла падиша йәнә Суза шәһиридики һәммә кишиләргә, мәртивисиниң жуқури-төвәнлигигә қаримай, орда гүлзарлиғида йәттә күн зияпәт бәрди. 6Мәзкүр гүлзарлиқ ақ вә көк кәндир рәхттин тикилгән пәрдиләр билән безәлгән болуп, бу пәрдиләр мәрмәр таш түврүкләрдики күмүч һалқиларға сөсүн рәңлик кәндир рәхт билән есилған еди. Мәрмәр таш, сәдәп вә түрлүк рәңлик ташлар ятқузулған йәрниң үстигә алтун-күмүчтин ясалған йөләнчүклүк узун орундуқлар қоюлған еди. 7Ордидики шараплар бир-биригә охшимайдиған алтун қәдәһләргә қуюлған болуп, падишаниң буйруғи бойичә мәртләрчә тәминләнди. 8Падиша орда хизмәткарлириға һәммисиниң халиғанчә шарап ичишигә йол қоюшлирини, амма һеч кимгә зорлимаслиқни буйриди. 9Шуниң билән бир вақитта ханиш Вашти падиша Аһашвирушниң ордисида аяллар үчүн һәм зияпәт бәрди.
10Чоң зияпәтниң йәттинчи күни падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, һозурида хизмәт қилидиған йәттә һәрәмъағисини,* йәни Мәһуман, Бизта, Һарбона, Биғта, Абағта, Зәтар, Кәркәсләрни 11ханиш Ваштиға ханишлиқ таҗини кийдүрүп, һозуриға тәклип қилип келишлирини буйриди. Ханиш интайин чирайлиқ аял болғачқа, падиша алий әмәлдарлири билән барлиқ зияпәт әһлигә униң гөзәл җамалини көрсәтмәкчи еди. 12Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у беришни рәт қилди. Буниң билән падиша интайин хапа болуп, ғәзиви өрләп кәтти. 13Әшу вақиттики падишаларниң қаидиси бойичә падиша мәлум мәсилиләргә дуч кәлгәндә, қанун вә тәртип-интизамни яхши билидиғанларниң мәслиһитини алатти, шуңа падиша өз заманиниң йетилгән данишмәнлиридин мәслиһәт сориди. 14Данишмәнләрдин униң йеқинлири Каршина, Шәтар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсина вә Мәмуханлар еди. Улар Персийә вә Медиядики йәттә алий әмәлдар болуп, падиша билән дайим көрүшәләйдиған вә империядә алдинқи орунда туридиған кишиләр еди. 15Падиша улардин:
— Мәнки падиша Аһашвируш һәрәмъағисини әвәтип, ханиш Ваштиға әмир йәткүзгән едим. Лекин у әмримни орунлимиди. Қанун бойичә уни қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди. 16Мәмуқан буниңға җававән падиша вә башқа алий әмәлдарларға мундақ деди:
— Ханиш Вашти падишаниң алдида әмәс, бәлки падишаниң барлиқ өлкиләрдики алий әмәлдарлириниң, шундақла пүткүл хәлиқләрниң алдидиму хаталиқ өткүзүпту! 17Чүнки ханишниң қилған бу иши империямиздики һәммә аялларниң арисиға тарқилиши биләнла, бу иш уларниң өз әрлирини көзигә илмаслиғиға сәвәп болиду. Улар: «Падиша Аһашвируш ханиш Ваштини һозуриға тәклип қилған екән, амма у беришни рәт қипту», дейишиду. 18Персийә вә Медиядики әмәлдарларниң ханимлири ханишниң бу ишини аңлиған һаман әрлиригә шундақ муамилә қилишқа башлайду. Буниң билән аилидә мәнситмәслик билән хапилиқ үзүлмәйду. 19Әгәр алийлири халисила, буниңдин кейин Вашти падишаниң һозуриға кәлмисун, дәп әмир чүшәргәйла вә бу әмирни яздуруп, Персийә билән Медияниң қануниға өзгәрмәс қилип киргүзгәйла вә алийлири униң ханишлиқ орнини униңдин яхширақ бирсигә бәргәйла. 20Падиша әмри чоң империялириниң һәммә җайлириға җакаланғандин кейин, һәммә аяллар өз әрлириниң мәртивисиниң бар-йоқлуғидин қәтъий нәзәр, уларни һөрмәт қилидиған болиду, — деди.
21 Падиша вә униң алий әмәлдарлири бу пикирни тоғра көрди, шуңа падиша Мәмуқанниң тәкливи бойичә иш қилди. 22 Падиша һәр бир өлкә хәлқиниң өз тил-йезиғида империяниң һәммә җайлириға: «Һәр бир әр өз аилисиниң ғоҗайинидур», дәп һөкүм чүшәрди.
2
1234567891011121314151617181920212223
3
123456789101112131415
4
1234567891011121314151617
5
1234567891011121314
6
1234567891011121314
7
12345678910
8
1234567891011121314151617
9
1234567891011121314151617181920212223242526272829303132
10
123
10 Һәрәмъағилири ордидики нурғун ишларда муһим орунда туридиған хизмәтчиләр болуп, көп һалларда улар орда тоқаллирини башқуруш ишиға җавапкәр болатти. Улар пичиветилгән әрләр болуп, қизларға чеқилматти вә пәрзәнтму қалдуралматти.
