Қисқичә чүшәндүрүш
Бу хәтниң муәллипи әлчи Павлустур. У бу хәтни Римдики мәсиһийләр җамаитини зиярәт қилишқа тәйярлиқ қилиш йүзисидин язған. Бу Павлусниң өзи тарқитиватқан Хуш Хәвәрни әң тәпсилий чүшәндүргән бир хетидур. Униңда Әйса Мәсиһкә болған ишәнч, шундақла бу ишәнч¬ниң мәсиһийләр әмәлиятида қандақ ипадилиниши тәсвирләнгән. Павлус бу хетидә пүткүл инсанларниң гунакар екәнлиги, қутқузулуш¬қа муһтаҗлиғи, пәқәт Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқла қутқузули¬диғанлиғи вә Әйса Мәсиһкә бағлиниш биләнла Худаға йеқинлишалай¬диғанлиғи, мәсиһийләрниң қәлбидики Муқәддәс Роһ уларға күч-қудрәт беридиғанлиғи, уларниң мәсиһийләргә лайиқ яшиши вә башқиларға меһир-муһәббәт көрситиши керәклигини нуқтилиқ тәкитлигән. Муәллип йәһудийларниң Әйса Мәсиһни рәт қилғанлиғи билән йәһудий әмәсләрниң Әйса Мәсиһкә ишинишиниң Худаниң инсанларни қутқузуш планиға мас кәлгәнлигини оттуриға қоюш билән биллә вақит-саати кәлгәндә йәһудийларниңму қутқузулидиғанлиғини чүшәндүргән.
Тезис:
1. Дуаю-салам (1-бап 1-17-айәтләр)
2. Инсанларниң гунакар тәбиити (1-бап 18-айәттин 3-бап 20-айәткичә)
3. Худаниң инсанларни қутқузуш йоли (3-бап 21-айәттин 4-бапқичә)
4. Мәсиһийләрниң Әйса Мәсиһкә бағланған йеңи һаяти (5-8-баплар)
5. Йәһудийлар вә Худаниң инсанларни қутқузуш плани (9-11-баплар)
6. Мәсиһийләрниң Худаға атилип яшиши (12-баптин 15-бап 13-айәткичә)
7. Ахирқи сөзләр (15-бап 14-айәттин 16-бапқичә)
