Қисқичә чүшәндүрүш
Муәллип бу хәтни мәсиһийләр җамаитиниң Гаюс исимлиқ йетәкчи¬сигә язған болуп, у хетидә Гаюсниң мәсиһийләргә қизғинлиқ билән ярдәм қилғанлиғидин уни махташ билән биллә Диотирип исимлиқ бир кишини әйиплигән.
Тезис:
1. Дуаю-салам (1-4-айәтләр)
2. Гаюсни махташ (5-8-айәтләр)
3. Диотирипниң қилмишлири (9-10-айәтләр)
4. Демитрниң яхши ишлири (11-12-айәтләр)
5. Ахирқи сөз (13-15-айәтләр)
